Язғучи вә драматург Әхмәтҗан Һашири: «Һәрбир жил мениң үчүн утуқлуқ болди»
Көрнәклик язғучи, драматург, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Қазақстан Президенти стипендиати, хәлиқара «Алаш», «Қорқут Ата» вә уйғур меценатлири тәсис қилған «Илһам» мукапатлириниң лауреати, «Құрмет» ордениниң саһиби, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини Әхмәтҗан Һашири билән болған сөһбитимиздә иҗаткар ахирқи оттуз жилда қолға кәлтүргән утуқлири һәққидә әтраплиқ ейтип бәрди.